«түрк дунйаси؛ йилниң әдәбийат мунәввири мукапати» тарқитлиди

«түрк дунйаси؛ йилниң әдәбийат мунәввири мукапати» ға татар шаир зиннур мансуров лайиқ көрүлди.

954683
«түрк дунйаси؛ йилниң әдәбийат мунәввири мукапати» тарқитлиди

 

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара түрк күлтүри тәшкилати «TÜRKSOY» билән йавро асийа йазғучилар бирлики тәрипидин 9нөвәтлики өткүзүлгән түрк дунйаси әдәбийат журналлири қурултийи даирисидә, «түрк дунйаси؛ йилниң әдәбийат мунәввири мукапати» тарқитип берилди. 

кастамонуда өткүзүлгән мукапатлаш йиғинида валий йашар қарадеңиз, хәлқара түрк күлтүри тәшкилати «TÜRKSOY» баш катиби дүшән касенов вә йавро асийа йазғучилар бирлики башлиқи доктор йақуб өмәроғлу тәрипидин «түрк дунйаси؛ йилниң әдәбийат мунәввири мукапати» татар шаир зиннур мансуровға тәқдим қилинди.

әзәрбәйҗан йазғучилар бирлики башлиқи анар ризайев болса, хәлқара түрк күлтүри тәшкилати «TÜRKSOY» ордини мукапатиға лайиқ көрүлди.

мукапатни хәлқара түрк күлтүри тәшкилати «TÜRKSOY» ниң баш катиби дүшән касенов тәқдим қилди.

зиннур мансуров билән анар ризайев мукапатқа лайиқ көрүлгәнликлири үчүн айрим айрим тәшәккүр нутуқи сөзлиди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر