әзәрбәйҗанда мустәқиллиқиниң символи «20 – йанвар қәтлиами» хатириләнди

әзәрбәйҗанда мустәқиллиқниң символиға айланған «қанлиқ 20 - йанвар» дәпму билинидиған «20 – йанвар қәтлиами»ниң қурбанлири хатириләнди.

892776
әзәрбәйҗанда мустәқиллиқиниң символи «20 – йанвар қәтлиами» хатириләнди

 

түркийә авази радийоси хәвири: әрәзәбәйҗан хәлқи 1990 – йили 20 – йанвардики қәтлиамда қурбан болған шеһитлирини хатириләш үчүн бакудики «шеһитләр хийабани» (шеһитләр қәбристанлиқи)ға сәл болуп ақти.

«шеһитләр хийабани» (шеһитләр қәбристанлиқи)ни әң дәсләп пирезидент илһам әлийев вә башқа йуқири дәриҗилик рәһбәрләр зийарәт қилди. шеһитзарлиқта өткүзүлгән мурасимда әзәрбәйҗан миллий марши оқулди вә илһам әлейив әбәдийлик мәшәл хатирә мунариға гүлчәмбирәк қойди.

рәсмий мурасимдин кейин миңилған әзәрбәйҗан пуқраси  шеһитзарлиққа берип қәбристанлиқларға қизил гүл қойди. гул қойушни халайдиған пуқраларниң көпликидин шеһитзарлиқниң алдида узун өчирәт шәкилләнди.

саәт 12:00 дә шеһитләргә бир менитутлуқ һөрмәттә туруш паалийити өткүзүлди. һөрмәттә туруш паалийити җәрйанида һазар деңизи саһилидики парахотларму сигнал челиш арқилиқ хартириләш паалийитигә иштирак қилди. 

түркийәниң бакуда турушлуқ баш әлчиси әркан өзорал вә әлчихана хадимлири шундақла түркийәниң бакуда турушлуқ һәр қайси орган вә җәмийәт вәкиллириму «шеһитләр хийабани» (шеһитләр қәбристанлиқи)ни зийаәт қилди.  буниңдин башқа йәнә түркийәниң бакода турушлуқ баш әлчиханиси, наһчиван вә гәнчә консулханисида шеһитләргә һөрмәт билдүрүлуп байрақлар йерим чүшүрүлди. 

1990 – йили әрменийәниң әвҗ алған земин тәләплиригә вә совит иттипақи һөкүмитигә наразилиқ билдүрмәкчи болған миңларчә әзәрбәйҗан пуқраси бакуниң азадлиқ мәйданиға қарап аққан вә узун муддәтлик намайишлирини башлиған иди. 

совит иттипақи әскәрлири бу йиғилишни тарқииветиш үчүн 1990 – йили бакониң охшаш болмиған җайлириға бесип керип, айал вә кичик балиларни айрип олтурмастин 150 кә йеқин кишини өлтүрүп ташлиған вә йүзлигән кишини йаридар қилған иди.

вәқәдә шеһит болған кишиләр йүз миңлиған кишиниң қатнишиши билән гөз йашлири ичидә бүгүнки нами билән «шеһитләр хийабани» (шеһитләр қәбристанлиқи) дегән җайға дәпин қилинған иди.

әзәрбәйҗан хәлқи 28 йилдин буйан бу әзиз шеһитлирини унтумай, һәр йили 20 – йанварда уларни хатириләп, қәбристанлиқлириға қизил гүл қойуп кәлмәктә. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر