қирғизистанниң йеңи пирезиденти вәзипә тапшурувалди

қирғизистанда 15-өктәбир өткүзүлгән сайламда ғәлибә қилған сотсийал демократ партийәсиниң намзати соронбай җәәнбеков қәсәм қилип вәзипә тапшурувалди.

854381
қирғизистанниң йеңи пирезиденти вәзипә тапшурувалди

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистанда 15-өктәбир өткүзүлгән сайламда ғәлибә қилған сотсийал демократ партийәниң намзати соронбай җәәнбековниң қәсәм қилип, вәзипә тапшурувелиш мурасими өткүзүлди. мурасимға чәт әллик меһманлар тәклип қилинмиди, пәқәт пирезидентлиқ мәһкимисиниң ахбарат мәркизий қатнаштурулди. қирғизистан мәркизий сайлам комитетиниң башлиқи нурҗан шаилдабекова пирезидентлиқ изникини җәәнбековға тапшурди.

җәәнбеков сабиқ пирезидент атамбайев дин қирғизистан байриқини сөйүп тапшурувалди вә қирғизистан асасий қануниға қолини қойуп қәсәм қилди. у сөзидә, биринчи болуп адил вә әркин сайламларниң өткүзүлишигә әҗир сиңдүргән сабиқ пирезидент алмазбек атамбайевни әң алий мукапат билән мукапатлаш қарарини тәстиқлайдиғанлиқини билдүрди.

у сөзидә, көп милләтлик хәлқниң бирлик вә баравәрликини тәкитләп, дөләттә, болупму йуртвазлиқ вә етник айримичилиққа рухсәт қилмайдиғанлиқлирини әскәртти. у мустәқил қирғизистанниң демократик йолда алға илгириләватқанлиқини пүткүл дунйаға испатлап бәргәнликини билдүрүп: «мустәқиллиқ тарихимизда тунҗи қетим тинчлиқ билән рәһбәр алмашти» деди.

у өзини қоллиған хәлққә тәшәккүр ейтти вә ташқи сийасәттә миллий мәнпәәтни қоғдашни давамлаштуридиғанлиқлирини қәйт қилди. у: «русийә федератсийәси билән истратегийәлик мунасивәтлиримизни күчәйтимиз, хитай билән мунасивәтлиримизни чоңқурлаштуримиз, оттура асийадики қошна дөләтләр билән тарихий риштилиримизни асас қилған һалда мунасивәтлиримизни тәрәққий қилдуримиз, йавропа иттипақи дөләтлири билән йеқин мунасивәт орнитишни давамлаштуримиз, түркийә вә америка билән һәмкарлиқимизни тәрәққий қилдуримиз» деди.

у алтә йиллиқ пирезидентлиқ мәзгилидә хәлқниң параванлиқи вә дөләтниң тәрәққийати үчүн хизмәт қилидиғанлиқини билдүрди.

сабиқ пирезидент атамбайевму мурасимда сөз қилип, җәәнбековға мувәппәқийәт вә мол бәхт тилиди. у вәзипә өтәш җәрйанида нурғун ишларни қилалмиғанлиқини әскәртти вә қирғизистан хәлқидин әпу сориди.

соронбай җәәнбеков 15-өктәбирдә өткүзүлгән сайламда %54.22 авазға еришкән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر