татаристанда хәлқаралиқ қазан мусулманчә филим фстевали өткүзүлмәктә

татаристандики хәлқаралиқ қазан мусулманчә филим фстевалиға түркийәдин атақлиқ сенаристлар қатнашти.

801962
татаристанда хәлқаралиқ қазан мусулманчә филим фстевали өткүзүлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: татаристанда 13 – нөвәтлик хәлқаралиқ қазан мусулманчә филим фестивали алаһидә мурасим билән башланди.

пайтәхт қазандики пирамит күлтүр вә көңүл ичиш мәркизидә өткүзүлгән мурасим, қатнашқучиларниң қизил геләмдин өтүш паалийити билән башланди.

татаристан җумһур рәиси рустәм минниханов мурасимда қилған сөзидә, фестивалниң йилсири техиму көп қанташқучини җәлип қиливатлиқини билдүрди. 

фестивалда түркийәгә қисқа филим саһәси бойичә «там» намлиқ филими билән сенарист мустафа корай полат вәкиллик  қилди.

сенарист мустафа корай полат өзиниң тунҗи қетим қазанға кәлгәнликини вә бу фестивалға қатнашқанлиқидин интайин хушалланғанлиқини ейтти.

сенарист мустафа корай полат: «<там> намлиқ филим түркийәдә пәрзәнтлири билән һайатлиқ муҗадилиси қилған сүрийәлик бир айалниң һекайисини мәзмун қилиду» деди.

фестивалда йәнә түркийәлик сенарист абдулғафур шаһинниң «чүнки ишқ» намлиқ филими, мустафа караниң венгирийә билән һәмкарлишип ишлигән «қәләндәр соғуқи» намлиқ филими, мәһмәт башақниң «бурунқи гүзәл күнләрниң ақивити» намлиқ филимиму түркийәгә вәкиллик қилмақта. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر