абдулқадир машариповға 2397 йиллиқ қамақ җазаси тәләп қилинди

җумһурийәт баш тәптиш мәһкимиси орта көйдики реана көңүл ечиш колубиға һуҗум қилған террорчи абдулқадир машарипов һәққидики әйибнамини тамамланди.

728764
абдулқадир машариповға 2397 йиллиқ қамақ җазаси тәләп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: йил беши кечиси истанбул орта көйдики реана көңүл ечиш колубиға һуҗум қилип, 39 кишиниң һайатидин айрилишиға сәвәб болған өзбекистанлиқ террорчи абдулқадир машариповниму өз ичигә алған 51 мәһбус билән 57 гумандар һәққидә җумһурийәт баш тәптиш мәһкимиси тәрипидин тәййарланған әйибнамә тамамланди.

әйибнамидә һуҗум қилған террорчи абдулқадир машариповға 40 қетим еғирлаштурулған өмүр бойи қамақ җазаси йәни, 2397 йиллиқ қамақ җазаси берилиши тәләп қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر