қаттиқ соғуқ үрүмчи айродуруминиң вақитлиқ тақилишиға сәвәб болди

үрүмчи хәлқара айродуруми, бүгүн (дүшәнбә) қар арилаш күчлүк шивирған сәвәбидин айропилан сәпәрлирини вақитлиқ тохтатти.

619160
қаттиқ соғуқ үрүмчи айродуруминиң вақитлиқ тақилишиға сәвәб болди

түркийә авази радийоси хәвири: үрүмчи хәлқара айродуруми бүгүн (дүшәнбә) қар арилаш күчлүк шивирған сәвәбидин 42 айропиланниң учуш вақтини кечиктүрди, 8 айропилан учуш пиланини әмәлдин қалдурди.

үрүмчи хәлқара айродуруми мәсуллириниң билдүришичә, бүгүн сәһәрдә қар арилаш қаттиқ шивирған чиқип әтрап муз тутуп кәткәнлики үчүн, бәзи айропилан сәпәрлири бикар қилинған, 5 миңдин артуқ йолучиниң сәпири кечиктүрүлгән.

хитай рәсмий хәвәр агентлиқи шинхуаниң билдүришичә, үрүмчигә қонуши пиланлиниватқан 4 айропилан шивирған түпәйли қәшқәр айродурумиға қонушқа мәҗбур болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر