аһискалиқлар сүргүн қилинғанлиқиниң 72 - йиллиқини әслиди

америкида йашайдиған йүзләрчә аһиска түрки, ана вәтәнлиридин сүргүн қилинишиниң 72 – йиллиқи мунасивити билән садасини дунйаға аңлитиш үчүн ақ сарайниң алдида хатириләш мурасими өткүзүп, ана вәтән земинлириниң қайтуруп берилишини тәләп қилди.

609665
аһискалиқлар сүргүн қилинғанлиқиниң 72 - йиллиқини әслиди
ahıska türkleri beyaz saray önünde toplandı.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: 1944 – йили 14 – нойабирда гирузийәниң аһиска районида йашайдиған мусулманлар, совет түзүминиң бесими астида чегра бихәтәрлики баһанә қилинип сүргүн қилинди. аһиска түрклири, мәҗбурий йосунда пойизларға чиқирилип күнләрчә давамлашқан сәпәләрдин кейин дунйаниң һәр қайси җайлириға тарқақлаштурулди. нөвәттә әзәрбәйҗан, қазақистан, өзбекистан, қирғизистан, түркийә, русийә вә америка қошма иштатлири дегәндәк охшаш болмиған әлләрдә йашаватқан аһиска түрклири, бу зулумниң әмди болсиму ахирлишишини күтмәктә.

аһиска түрклири кеңиши башлиқи айдин мәмәдов байанат берип, аһиска түрклириниң охшаш болмиған 9 дөләткә сүргүн қилинғанлиқини әскәрткән һалда, «йеңи әвладларға буни унтулдурмаслиқ үчүн бу йәргә кәлдуқ» деди.

аһискалиқларниң сүргүн қилинғанлиқи тоғрисида америка дөләт мәҗлисигиму мәктуп йоллайдиғанлиқлирини билдүргән мәмәдов, «вагонларға чиқирилип ана вәтинимиздин сүргүн қилиндуқ. аридин өткән җәрйан ичидә у вагонлар тохтимиди. бизләргә қучақ ачқан түркийәни сөйимиз, лекин ана вәтәнни унтушқа болмайду» дегәнләрни қәйт қилди.

хатириләш мурасимида аһиска түрклириниң җамаәт әрбаблиридин муқаддәм мақсудовму сөз қилип, аһискалиқларни бирлик орнитишқа чақирди. у, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң өзлиригә йардәм қилғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

әрдоған вә түрк парламент әзалириниң йардими арқисида аһиска түрклириниң бүгүн бир йәргә җәм болғанлиқини билдүргән мақсудов, бу бирликниң давамлишиши үчүн һәр түрлүк нипақтин йирақ туруш керәкликини ейтти.

пәқәт америка қошма иштатлиридила 15 миңдин артуқ аһиска түрки йашайду. йурт вә өй – маканлиридин сүргүн қилинған аһиска түрклири 72 йилдин буйан ана вәтән һәсритиниң ахирлишишини күтмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر