уйғур академийәси тор кутупханиси тәсис қилди

уйғур академийәси вәтән ичи вә сиртидики илим – пәнгә қизиқидиған йашларниң мәниви дунйасини мол мәзмунға игә қилиш үчүн һәрхил илмий паалийәтләрни өткүзүшкә күчимәктә.

520174
уйғур академийәси тор кутупханиси тәсис қилди

түркийә авази радийоси хәвири: уйғур академийәси йолуққан маддий вә мәниви қийинчилиқларға қаримастин, һәр йили өткүзүватқан илмий муһакимә йиғинлириниң техиму сүпәтлик, әтраплиқ вә җанлиқ болушиға алаһидә көңүл бөлди. илмий муһакимә йиғинлириниң нәтиҗисидә, дунйаниң һәрқайси җайлирида билим игиләш үчүн издиниватқан уйғур йашлири вә билим адәмлири бир – бири билән учришиш һәмдә тонушуш пурситигә игә болди. илмий муһакимә йиғинлирида сунулған тәтқиқат доклатлири вәтән ичи – сиртиға тарқитилди. йеқинқи бир қанчә йилдин буйан 10 нәпәр доктор вә магестир оқоғучисиға оқуш мукапат пули тарқитишни үзүлдүрүп қоймиди.

уйғур академийәси уйғур җәмийитигә йуқириқи хизмәтләрни қилғандин башқа, йеқинда уйғур вә чәт әллик тәтқиқатчилар үчүн тор кутупханиси тәсис қилди. академйә рәиси абдулһәмит қарахан әпәнди бу һәқтә тохтилип, һазирниң өзидә академийә тор кутупханисида 1000 дин артуқ уйғурчә, түркчә вә инглизчә еликитаб вә мақалиләрниң барлиқини, кутупханиниң изчил һалда толуқлиниватқанлиқини билдүрди. у: «йеқинқи йиллардин буйан вәтән ичи – сиртидики йашлар муһим китаб – мақалиләрни интернеттә һәмбәһирлинип келиватқан болсиму, тор бәтләрниң тақилиши вә китаб – мақалиләрниң давамлиқ өчүрүлүп туруши сәвәбидин издимәкчи болған әсәрләргә еришәлмәсликтәк қийинчилиқ бар иди. униң үстигә һәрқайси универстетларниң санлиқ амбиридики уйғурлар үчүн қиммәтлик тәтқиқат нәтиҗилири вә әсәләргә еришишму қийин иди. академийә бу җәһәттики бошлуқни толдуруш үчүн уйғурлар һәққидики қиммәтлик материйалларни топлап, тор кутупханисида елан қилишни башлиди» деди.

у дунйаниң һәммә җайлирида йашаватқан уйғурларни хәлқниң кимлик туйғусини техиму күчәйтип,  миллий аң – сәвийәсини йуқири көтүрүш үчүн қолидики муһим китаб – мақалиләрни академийә тор кутупханисида уйғурлар билән ортақлишишқа чақирди.

уйғур акадимийси тор кутупханисини зийарәт қилиш, мақалә - китаблардин пайдилиниш үчүн www.akademiye.org, http://www.akademiye.org адреси вә издәш рамкисиниң астидики мунасивәтлик улиниш - «академийә тор кутупханиси» арқилиқ киргили, һәмдә уйғурларға мунасивәтлик пүтүн елкитаб вә мақалиләрни чүшүргили булиду.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر