қирим татарлириниң сүргүн қилинишиниң 72 – йиллиқи хатириләнди

қирим татарлириниң руслар тәрипидин сүргүн қилинишиниң 72 – йиллиқи украинада мурасим арқилиқ хатириләнди.

493993
қирим татарлириниң сүргүн қилинишиниң 72 – йиллиқи хатириләнди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт кийевдә шу қетимқи сүргүндә һайатидин айрилғанлар үчүн намайиш өткүзүлди. йүзләрчә киши кийевдики мустәқиллиқ мәйданида буниңдин 72 йил бурун 1944 – йили өз йуртидин сүргүн қилинған қирим түрклирини хатириләш вә русийәгә наразилиқ билдүрүш үчүн намайиш өткүзди.  намайишта қиримни бесивалған русларға қарши шоарлар товланди. украина пирезиденти петро порошенко намайишта қилған сөзидә, русийәниң қирим түрклиригә йүргүзүватқан сийасәтлирини тәнқид қилди, қирим түрклирини қоғдаш вә украинаға аит болған земинларни руслардин азад қилишниң әң муһим вәзипилиридин бири икәнликини тәкитлиди. украинаниң көплигән шәһәрлиридиму қирим татарлириниң сүргүн қилинишиниң 72 – йиллиқи мунасивити билән намайиш өткүзүлди.

игилинишичә, украинада русийәниң бесими вә қаттиқ қоллуқ сийасәтлиридин қачқан 20 миңдәк қирим түрки бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر