«түркнамә» 120 дөләттә кәң китабханлар билән йүз көрүшиду

түрк дунйаси мәҗмуәси «түркнамә» гә киргүзүлгән әсәрләр 120 дөләттики 40 миңға йеқин китабханида оқурмәнләр билән йүз көрүшиду.

425762
«түркнамә» 120 дөләттә кәң китабханлар билән йүз көрүшиду
9)türkname kitaplık

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә маарип министири наби авҗи истанбулда өткүзүлгән «түркнамә» ни тонуштуруш мурасимиға иштирак қилди һәмдә мурасимда қилған сөзидә, «түркий тилида сөзлишимиз, шуңа бизниң имканийәтлиримизму шунчә көп , мәсуллийәтлиримизму шунчә еғир. илим – мәрипәтләр вә мислисиз һекмәтләрни өз ичигә алған бибаһа әсәрни тонуштуруш мәқситидә бир йәргә җәм болдуқ, бу әсәр түркий милләтләрниң мислисиз тили һәм мәниви дунйасиниң пүтмәс - түгимәс хәзиниси һесаблиниду» деди.
«түркнамә» 2013 – йилиқ түрк дунйаси пайтәхти әскишәһир тәрипидин һазирланған болуп, 150 тин артуқ әсәрни өз ичигә алиду.
мәркизи әскишәһиргә җайлашқан түрк дунйаси фонди җәмийити түрк дунйасиға аит талланған әсәрләрдин тәшкил тапқан мәҗмуәни истанбулда оқурмәнләр билән йүз көрүштүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر