түркийә әзәрбәйҗанға йардәм бәрмәктә
әзәрбәйҗан – әрменийә алдинқи сепи линийәсидә йүз бәргән тоқунуштин кейин йариланған 3 нәпәр әзәрбәйҗан әскири қутқузуш айропиланлири билән түркийәгә кәлтүрүлди
84777
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә, әзәрбәйҗанниң дәрд – әләмлиригә ортақ болушни давамлаштурмақта.
әзәрбәйҗан – әрменийә алдинқи сепи линийәсидә йүз бәргән тоқунуштин кейин йариланған 3 нәпәр әзәрбәйҗан әскири қутқузуш айропиланлири билән түркийәгә кәлтүрүлди.
түркийә һәмкарлиқ вә тәрәққийат идарисиниң тәшкиллиши билән дәсләпки қәдәмдә еғир йариланған 3 нәпәр әскәр күткүчилири билән бирликтә түркийәгә кәлтүрүлди.
игилинишичә, йаридар әскәрләргә күткүчиләрдин сирт йәнә, әзәрбәйҗанлиқ дохтурларму һәмраһ болмақта.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әрменийә төт йезисини әзәрбәйҗанға қайтуруп беришни қобул қилди
әрменийә 1-қарабағ урушида ишғал қиливалған 4 йезини әзәрбәйҗанға қайтуруп беришни қобул қилди.