йеңи пиланлиқ туғут сийаситидин бешарәтләр кәлмәктә

хитай һөкүмити уйғур районида пиланлиқ туғут сийаситини техиму күчәйтиш сигналини бәрди.

83871
йеңи пиланлиқ туғут сийаситидин бешарәтләр кәлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: уйғур райони партком сикретари җаң чүншийән коммунистик партийәниң рәсмий орган журнили болған «чийуши» ниң 8 – айлиқ санида йазған мақалисидә: «шинҗаңда туғулуш нисбитини мувапиқ нисбәткә чүшүрүш вә тәңшәш үчүн, пиланлиқ туғут тәдбирлири райондики барлиқ етник гуруппиларға баравәр йолға қойулиду» деди.
уйғур районида йолға қойулған нопус вә пиланлиқ туғут бәлгилимисидә, аз санлиқ милләтләр хитайларға қариғанда көп пәрзәнтлик болуш һоқуқиға игә иди. бу бәлгилимигә асасән хитайлар 2, башқа аз санлиқ милләтләр 3 пәрзәнтлик болалайтти. бу хил сийасәт пүтүн хитайдики барлиқ аз санлиқ милләтләр үчүн йолға қойулған иди.
хитайида 2010 – йиллиқ рәсмий нопус мәлуматиға асасланғанда, уйғур райониниң нопуси 21 милйон 813 миң болуп, буниң %43.3 ни уйғурлар, %41 ни хитайлар, %8.3 ни қазақла игиләйду. қәшқәр, хотән вә ақсу қатарлиқ қәдимки шәһәрләрдә нопусниң %90 дин көпирәкини уйғурлар игиләйду.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر