хотәндики зәрбә бериштә ‹хизмәт көрсәткүчиләр› тартуқланди

хитай һөкүмитиниң уйғур түрклиригә қаратқан бесимлири күчәймәктә...

78993
хотәндики зәрбә бериштә ‹хизмәт көрсәткүчиләр› тартуқланди

хитайниң уйғур түрклиригә қаратқан бесимлири күчәймәктә؛ уйғур аптоном районидики һәрбий һәрикәтләрдә сақчи вә армийәниң йетәрсиз қиливатқанлиқини тонуп йәткән хитай һөкүмити, бу районда өз тәбири бойичә «террорлуқ паалийәтлири» гә қатнашқучиларни мәлум қилғучиларға мукапат беридиғанлиқини уқтурди.
уйғур аптоном райониниң хотән шәһиридә сақчиларниң ‹терроризмға қарши күриши› ни қоллап – қуввәтлигәнләр мәһәллий һөкүмәт тәрипидин мукапатланди. мәзкур һәрикәттә төһпә йаратқан 6 хитайға 15 миң доллардин, башқа 47 кишигә 1500 доллардин мукапат берилди. буларниң ичидә сақчилар, мәмурлар вә адәттики кишиләрму бар.
хитай һөкүмити, бу хил мукапатлаш мурасимлири арқилиқ хитайларниң уйғур түрклиригә қарши хитай аманлиқ сақлаш күчлири билән бир сәптә күрәш қилишини қолға кәлтүрүшкә тиришмақта.
зәрбә бериш һәрикәтлири 2 күн илгири хитай коммунист партийәсини қоллайдиған қәшқәрдики бир имамниң өлтүрүлүшидин кейин күчәйтилгәниди.
зәрбә бериш һәрикитиниң дәсләпки қәдимидә хитай әскәрлири имам җинайитиниң гумандари, дәп қариған 2 уйғур түркини өлтүрүп ташлиғаниди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر