байдин қибрис рәһбәрлири билән учрашти

америка қошма иштатлири муавин пирезиденти җо байдин, қибристики учришишлири даирисидә һәр икки тәрәпниң рәһбәрлири билән кәчлик тамақта бир йәргә җәм болди

71756
 байдин қибрис рәһбәрлири билән учрашти

америка қошма иштатлири муавин пирезиденти җо байдин, қибристики учришишлири даирисидә һәр икки тәрәпниң рәһбәрлири билән кәчлик тамақта бир йәргә җәм болди.
байдин, учришиштин кейин бәргән байанатида, икки рәһбәрниң ортақ бир лайиһәдә бирдәклик һасил қилинғанлиқини ейтти. бирдәклик һасил қилинғанлиқини ейтти.
байдинниң мәлуматиға көрә, һәр икки рәһбәр мәсилиниң үзүл - кесил һәл қилинишини қолға кәлтүрүш үчүн айда аикки қетим бир йәргә җәм болидикән, дәсләпки қетимлиқ учришиш 2 - ийун күни ишқа ашурулидикән.
икки рәһбәр йоқап кәткән қорал - йарағларниң тепилиши мәсилисидә өзара пикир алмаштуридикән һәмдә игилигән барлиқ учурларни ғайип қорал - йарағлар комитети билән ортақлишидикән.
байдин, учришишта мараш райони мәсилисиниңму күнтәртипкә кәлгәнликини, һәр икки тәрәп бирдәклик һасил қилған тәқдирдә, бу һәқтә музакириләрниң ишқа кириштүрүлидиғанлиқини қәйт қилди.
байдин, америкиниң мәсилиниң үзүл кесил һәл қилинишини давамлиқ қоллайдиғанлиқини әскәртти.
байдиндин кейин шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси дәрвиш әроғлуму байанат елан қилди.
әроғлу байанатида, келишим лайиһәсиниң һәр икки тәрәп үчүнму күчкә игә икәнликини, келишим һасил қилинишиға қарита үмидләрниң техиму күчәйгәнликини тәкитлиди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر