тарихтики бүгүн: 19.12.2020

бүгүн 2020 - йили 19 - декабир - шәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.

1548334
тарихтики бүгүн: 19.12.2020

■ 1957 – йили  19 – декабирда парижда чақирилған шималий атлантик әһди тәшкилати – нато башлиқлар йиғинида, америка қошма иштатлириниң күчийип кетиватқан совет сотсийалистик җумһурийәтләр иттипақи тәһдитлиригә қарши йавропа дөләтлиригә йадро бомбилирини орунлаштурушиға рухсәт қилинди. бу қарарға әгишип башта федератип германийә болуп америка қошма иштатлириниң узун муддәтлик һәрбий базилири йавропа дөләтлиригә қурулушқа башланди.

 

■ 1987 – йили  19 – декабирда булғарийәдин қечип түркийәдин панаһлиқ тилигән наим сүләйманоғлу тунҗи қетим хәлқара җумһурийәт еғирлиқ көтүрүш мурсабиқисигә чүшүш үчүн миллий форма кийди. сүләйманоғлу, йулуп көтүрүш, силкип көтүрүш вә топлаш қатарлиқ җәһәтләрдики өзигә аит болған дунйа рекортлирини йеңилиди.

 

■ 1992 – йили  19 – декабирда америка қошма иштатлирини өз ичигә алған 24 дөләт сомалидики еғирлишип кәткән ички тоқунушларға мудахилә қилиш үчүн «үмид һәрбий һәрикити» ни башлиди. түркийә дәслипидә сийасий, арқидин һәрбий җәһәттин һәмдәм болған һәрбий һәрикәт бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң байриқи астида елип берилди. бирақ, сомалилиқ генерал аидидниң үч йуқири дәриҗилик йардәмчисини қолға чүшүрүш һәрикити әснасида америкиниң 17 әскири өлди, 77 әскири йариланди, бири әсиргә чүшүп қалди. бу вәқәдин кейин америка пирезиденти клинтон, америка әскәрлириниң сомалидин чекинидиғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر