тарихтики бүгүн: 18 – декабир

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимиз һузуруңларда...

1547606
тарихтики бүгүн: 18 – декабир

бүгүн 2020 – йили, 18 – декабир, җүмә.

  • 1865 – йили, бүгүнки күндә, америка қошма иштатлирида ички уруш ахирлашқандин кейин,    қуллуқ түзүми рәсмий әмәлдин қалдурулди. қуллуқ түзүмгә алақидар барлиқ бәлгилимиләр федератсийә  қанунлиридин чиқириветилди.

  • 1996 – йили, бүгүнки күндә, перудики тупак амару қораллиқлири йапонийәниң пайтәхт лимада турушлуқ әлчиханисиға бастуруп кирди. уда 4 ай әлчиханида 70 адәмни гөрүгә еливалған 14 қораллиқ унсур, перу дөләт бихәтәрлик қисимлириниң һәрбий һәрикити нәтиҗисидә өлтүрүлди.

  • 2002 – йили, бүгүнки күндә, ғәрблик тәшкилатларниң түркийәгә қарши ахбарат паалийәтлиригә мунасивәтлик тәтқиқатлири билән тонулған дотсент доктор нәҗиб һабләмитоғлу, өйиниң алдида сирлиқ суйиқәст билән өлтүрүлди.

  • 2006 – йили, бүгүнки күндә, «таш қораллар дәври» вә «йоги ейиқ» намлиқ картон филимлири билән тонулған америкалиқ  режиссор вә картон рәссами җосеф барбера аләмдин өтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر