тарихтики бүгүн: 27– йанвар

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимиз һузуруңларда...

1347995
тарихтики бүгүн: 27– йанвар
  • йил 1937, 27– йанвар...
  • хәлқаралиқ җәмийәт биринчи дунйа урушидин кейин йоқитип қойған вә сүрийә чеграси ичидә аптоном салаһийити болған һатайға, мустәқиллиқ һоқуқини бәрди. 1936-йилида сүрийәниң мустәқиллиқини етирап қилған фирансийәгә қарши дипломатик бесимни күчәйткән түркийә, һатайға мустәқиллиқ берилишини тәләп қилди. түркийәниң һәрбий күч ишлитиш еһтималиға қарши топланған хәлқаралиқ җәмийәт, һатайниң мустәқиллиқини етирап қилди вә фирансийәниң тәлипи бойичә сайлам өткүзүлди. сайламда, түркийә билән бирлишишни тәләп қилидиған партийәләр ғәлибә қилди. 1938-йили 12-сентәбир қурулған мустәқил һатай җумһурийити 1939-йили 3-ийун түркийәгә қошулуп кетишни қарар қилди. мәзкур қарар билән, түркийәниң җәнубий чеграси җәзмләшкән болди.
  • 1958-йили 27– йанвар қибриста миңларчә түрк, аралниң түркләр вә румлар арисида иккигә айрилишини тәләп қилип намайиш қилди. әнглийә әскәрлири намайишчиларға қаттиқ қол болди. чиққан вәқәләрдә сәккиз түрк җенидин айрилди, онларчә түрк йариланди.
  • 1973-йили 27– йанвар түркийәниң лос анжелистики консули мәһмәт байдар билән баһадир дәмир сүйиқәсткә учрап шеһит болди. асала (ASALA) террорлуқ тәшкилати җинайәтчилиридин әрмән миллитидин болған америка пуқраси гургән йаникйан узун өтмәйла тутулди вә муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинди.
  • 1967-йили 27– йанвар наса (америка аләм қатниши идариси) ниң айға чиқиш пилани ичидин орун алған «1-аполло» аләм кемиси синақ җәрйанида көйүп кәтти. вәқәдә астрономлардин гус гриссом (Gus Grissom), идвард хиггинс вайт (EdwardHiggins White) вә рогер чафи (Roger Chaffee) җенидин айрилди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر