тарихтики бүгүн: 16 – нойабир

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...

1307472
тарихтики бүгүн: 16 – нойабир

бүгүн 2019 – йили, 16– нойабир, шәнбә.

  • 1532 – йили бүгүнки күндә, испанийәлик қомандан франсиско пизарро 168 кишидин тәшкил тапқан қошунға қоманданлиқ қилған инка императори атаһуалпани йеңип, әсиргә алди.
  • 1849 – йли бүгүнки күндә, русийәдә сот мәһкимиси «җинайәт вә җаза» намлиқ романниң йазғучиси фйодор достойевскиға һөкүмәткә қарши паалийәтлири сәвәбидин өлүм җазаси бәрди. кейинчә униңға берилгән өлүм җазаси «қолвақ җазаси» ға өзгәртилди.
  • 1922 – йили бүгүнки күндә, османли империйәсиниң ахирқи падишаһи ваһдәттин, ишғал қошунлириниң баш қомандани генерал һаррииңтонға мураҗиәт қилип,  истанбулда һайатиниң хәвп ичидә қалғанлиқини, шуңа әнглийәдин панаһлиқ тиләйдиғанлиқини рәсмий билдүрди.
  • 1938 – йили бүгүнки күндә, 10 – нойабир күни вапат болған түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустапа камал ататүркниң тавути долмабаһчә сарийидики тавут суписиға қойулди. түркийә хәлқи  ататүркни ахирәткә узитип қойуш үчүн долмабаһчә сарийиға сәлдәк ақти.
  • 1967 – йили бүгүнки күндә, мәркизи америка қошма иштатлириға җайлашқан «хәлқара шеир мунбири» тәрипидин фазил һүснү дағларҗаға «йашаватқан әң мәшһур түрк шаири» унвани берилди.
  • 1993 – йили бүгүнки күндә, русийә пирезиденти борис йелтсин ленин  музейини тақиди.
  • 2009 – йили бүгүнки күндә, 11 – нойабир күни синақ тәриқисидә тарқитиш беришкә башлиған «‹ TRT Müzik › телевизийә қанили» системилиқ тарқитиш хизмитини ишқа кириштүрди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر