тарихтики бүгүн: 12 – нойабир

бүгүн 2019 – йили 12 – нойабир - сәйшәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.

1304874
тарихтики бүгүн: 12 – нойабир

■ 1926 – йили  12 – нойабирда  әнглийәдә һөкүмәт канчилар билән келишти؛ шуниң билән, алтә ай давамлашқан иш ташлаш ахирлашти.

■ 1927 – йили  12 – нойабирда  исталин коммунист партийәдә һакимийәтни қолиға киргүзди؛ трокчи партийәдин қоғлап чиқирилди.

■ 1948 – йили  12 – нойабирда  токйода қурулған уруш җинайәтчилири мәһкимиси, йапонийәни иккинчи дунйа урушиға башлап киргән 25 гумандарниң иккисини өлүм җазасиға, 16 нәпирини муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилди.

■ 1969 – йили  12 – нойабирда җәвдәт сунай совет сотсийалистик җумһурийәтләр иттипақида зийарәттә болған тунҗи түрк җумһур рәис болди.

■ 1969 – йили  12 – нойабирда  америкилиқ пулитзер мукапатиға еришкән журналист сеймор һерш вийетнамдики май лаи қәтлиамини дәлилләп чиқти؛ қәтлиамда америка әскәрлири балилар вә айалларни өз ичигә алған 500 гә йеқин пуқрани өлтүргәниди.

■ 1996 – йили  12 – нойабирда  сәуди әрәбистан авийатсийә ширкитиниң бир йолучилар айропилани билән бир йүк айропилани һиндистанниң йеңи деһли шәһиригә йеқин җайда соқулуп кәтти؛ қазада 349 адәм җенидин айрилди.

■ 1998 – йили  12 – нойабирда  түркийәниң уда из қоғлиши нәтиҗисидә русийәдин италийәгә қачқан террорчилар каттибеши абдуллаһ өҗалан рома айродурумида йалған паспорт билән қолға чүшүрүлди.

■ 1999 – йили  12 – нойабирда  17 – авғуст йәр тәврәш вәқәсиниң җараһәтлиригә мәлһәм сүркәшкә тиришивтқан түркийә, болу, дүзҗә вә қайнашлида йүз бәргән 7.2 бал йәр тәврәш билән йәнә бир қетим зилзилигә кәлди؛ йәр тәврәштә 15 миңдин артуқ бина гүмүрүлүп чүшти, 845 адәм җенидин айрилди вә 4948 адәм йариланди.

■ 2001 – йили  12 – нойабирда  нйу йорктики җон кенндй айродурумидин қозғалған бир йолучилар айропилани учқучиниң хаталиқи түпәйли чүшүп кетип, 265 адәм җенидин айрилди.

■ 2017 – йили  12 – нойабирда  ирақниң иран чеграсида 7.3 бал йәр тәвриди؛ йәр тәврәштә ирақ вә иранда болуп җәмий 348 адәм җенидин айрилди, 6 миң әтрапида адәм йариланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر