тарихтики бүгүн: 9 – нойабир

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...

1303148
тарихтики бүгүн: 9 – нойабир

бүгүн 2019 – йили, 9– нойабир, шәнбә.

  • 1936 – йили бүгүнки күндә, түркийәниң истанбул вә чанаққәлә боғузлиридики һөкүмранлиқ һәқ – һоқуқлири капаләт астиға елинған «монтрө  боғузлар келишими» иҗра қилинишқа башлиди. бу келишимгә асасән, түркийә боғузлиридин пуқрави вә һәрбий парахотларниң өтүшигә алақидар бәлгилимиләр орнитилди. боғузлар районини башқуруш һоқуқи вә бихәтәрликини қоғдаш мәсулийити тамамән түркийәгә өткүзүп берилди.
  • 1938 – йили бүгүнки күндә, германийәдә натсистлар һөкүмитиниң йәһудийларға қарши «киристал кечиси» дәп билинидиған омумйүзлүк һуҗуми башланди.  уда икки күн давамлашқан һуҗумлар җәрйанида пәқәт берлиндила 7 миң дукан булаң – талаң қилинди, көп санда йәһудий өлтүрүлди. германийә миқйасида болса 200 дин артуқ черкавға от қойуп берилди.
  • 1985 – йили бүгүнки күндә, гари каспаров анатоли карповни йеңип, «дунйа шахмат чемпийони» болди. у, бу унванини уда 15 йил двамлаштурди.
  • 1989 – йили бүгүнки күндә, шәрқий германийә һөкүмитиниң икки германийә оттурисида сайаһәт қилиш чәклимисини бикар қилишидин кейин, миңларчә киши «берлин теми» дин һалқип, германийә федератсийсигә өтүшкә башлиди.
  • 1933 – йили бүгүнки күндә, йугославийә ички уруши җәрйанида хирватлар тарихий «мостар  көврүки» гә омумйүзлүк һуҗум қилди. һуҗум нәтиҗисидә көврүк пүтүнләй вәйран болди. ички урушниң символиға айланған бу көврүк, 1566 – йили боснийә – гертсеговинаниң османли империйәси һакимийити астидики мәзгилдә селинғаниди. тарихий көврүк түркийәниң башламчилиқида 2004 – йили ремонт қилинип, қайтидин хизмәткә кириштүрүлди.
  • 2016 – йили бүгүнки күндә, америка қошма иштатлирида өткүзүлгән пирезидент сайлимида җумһурийәтчиләр партийәсиниң намзати доналд трамп ғәлибә қилди. барак обамадин пирезидентлиқ вәзиписини өткүзүвалған трамп, америка қошма иштатлириниң 45 – пирезиденти болди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر