тарихтики бүгүн: 07– нойабир

бүгүн 2019 – йили 07 – нойабир - пәйшәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.

1301779
тарихтики бүгүн: 07– нойабир

1665 – йили  07 – нойабирда  354 йилдин буйан тарқитиш һайатини давамлаштуруватқан «The London» гезити тунҗи қетим нәшр қилинди.

■ 1867 – йили  07 – нойабирда радийниң кәшп қилғучиси, икки қетим нобел мокапатиға еришкән марийә кийори полшада дунйаға кәлди.

■ 1913 – йили  07 – нойабирда «ваба», «исйанкар инсан», «бәхтлик өлүм» дегәндәк әсәрләрниң фирансийәлик йазғучиси нобел мукапати саһиби алберт камус алҗирийәдә дунйаға кәлди.

■ 1917 – йили  07 – нойабирда феврал ейида чар русийә һөкүмити ағдурулғандин кейин ленин рәһбәрликидики болшивиклар петроградни қолға киргүзди вә тарихқа «өктәбир инқилаби» дегән исим билән йезилған дәвр башлиди.

■ 1918 – йили  07 – нойабирда зукам тарқап һинди окйан қирғиқидики ғәрбий самоа арилида коллектип адәм өлүш вәқәси пәйда қилди. зукам сәвәбидин шу йилниң ахириғичә омумий нопусниң %20 гә йеқини йәни 7500 дин артуқ адәм җенидин айрилди.

■ 1921 – йили  07 – нойабирда италийәдә бенито моссолини рәһбәрликидики фашистик партийә қурулди.

■ 1982 – йили  07 – нойабирда 12 – сентәбир һәрбий һөкүмити тәрипидин тәййарланған асасий қанун түркийәдә омумий хәлқниң авазиға қойулди. беләт ташлаш нәтиҗисидә йеңи асасий қанун хәлқниң %91.37 авази билән қобул қилинди. 12 – сентәбирдин кейин пирезидент болған һәрбий һакимийәтниң рәһбири кәнан әврән  җумһур рәисликкә сайланди.

■ 1996 – йили  07 – нойабирда нигерийә авийатсийә ширкитиниң бир йолучилар айропилани лагосқа йеқин җайда чүшүп кетип,  143 адәм җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر