тарихтики бүгүн: 05– нойабир

бүгүн 2019 – йили 05 – нойабир - сәйшәнбә, төвәндә илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммини диққитиңларға сунимиз.

1300368
тарихтики бүгүн: 05– нойабир

1605 – йили  05 – нойабирда католик инглизларниң әнглийә падишаһи биринчи җйемис вә пиротестант ақсөңәкләрни өлтүрүш пилани паш қилинди. суйиқәстчи гай фавкес вестминстер сарийидики парламент бинасини партлитишқа азла қалғанда қолға чүшүрүлди. бу вәқә әнглийә сийасий тарихидин «милтиқ дориси суйиқәсти» дегән нам билән орун алди.

■ 1914 – йили  05 – нойабирда русийәниң арқисидин әнглийә билән фирансийә османли империйәсигә уруш елан қилди. әнглийә йәнә 1878 – йилидин буйан башқурушини үстигә алған қибрисни өзигә қошувалди.

■ 1922 – йили  05 – нойабирда исмәт паша башчилиқидики түркийә бүйүк милләт мәҗлиси һәйити лозан тинчлиқ йиғиниға иштирак қилиш үчүн шивейтсарийәгә қарап йолға чиқти.

■ 1986 – йили  05 – нойабирда 1941 – йили йүз бәргән от апитидә биналири ишләткили болмайдиған һалға чүшүп қалған истанбул ортодокус фәнәр рим патрикханисиниң қайтидин селинишиға рухсәт қилинди.

■ 1991 – йили  05 – нойабирда филиппинда су апити йүз берип 7 миң адәм җенидин айрилди.

■ 2006 – йили  05 – нойабирда иккинчи қетимлиқ парс қолтуқи урушидин кейин қечип кетип, тикритқа йеқин бир йәрдә қолға чүшүп қалған ирақниң ағдуруветилгән рәһбири саддам һусәйин, сот мәһкимиси тәрипидин өлүм җазасиға һөкүм қилинди. сот, саддамниң, 1982 – йили дуҗәйл шәһиридә 142 ирақлиқ шиәниң өлтүрүлүшиниң җавабкари икәнликигә һөкүм қилди. йуқири сотниң мақуллишидин кейин саддам һусәйинниң өлүм җазаси 2006 – йили 30 – декабирда бағдадта иҗра қилинди.

■ 2006 – йили  05 – нойабирда 1974 – йилидики қибрис тинчлиқ һәрикити арқилиқ пүткүл дунйаға тонулған түркийәниң сабиқ баш министирлиридин бүләнт әҗәвит давалиниватқан гата һәрбий дохтурханисида аләмдин өтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر