тарихтики бүгүн: 20 – сентәбир

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизһузуруңларда...

1273217
тарихтики бүгүн: 20 – сентәбир
  • йил 622, 20-сентәбир...
  • муһәммәд әләйһиссалам һәзрити әбубәкир билән мәккә шәһиридин мәдинәгә һиҗрәт қилди.
  • 1942-йили 20-сентәбир германийә қисимлири украинаниң летичив шәһиридә икки күн ичидә тәхминән 3 миң йәһудини өлтүрди.
  • 1951-йили 20-сентәбир түркийә нато (шималий атлантик әһди тәшкилати) ға әза болди.
  • 1981-йили 20-сентәбир иранда 149 солчи қораллиқ партизан өлтүрүлди.
  • 1984-йили 20-сентәбир бейруттики америка әлчиханисиға қилинған адәм бомба һуҗумида, икки америка пуқрасини өз ичигә алған 23 киши җенидин айрилди, 60 киши йариланди. йариланғанлар ичидә америка билән әнглийәниң баш әлчилириму бар.
  • 1988-йили 20-сентәбир наим сулайманоғлу сеул олимпик тәнһәрикәт йиғинида, еғирлиқ көтүрүштә алтә қетим дунйа рекортини бузуп ташлиди.
  • 2012-йили 20-сентәбир тунҗәли вилайити оваҗик наһийәсиниң баш тәптиши мурат узун п к к террористлириниң һуҗумиға учрап җенидин айрилди.
  • 2014-йили 20-сентәбир террорлуқ тәшкилати даеш гөрүгә еливалған түркийәниң мусулдики консулханисиниң хизмәтчилири вә аилилири қойуп берилди.
  • 2017-йили 20-сентәбир мексикада 7.1 бал йәр тәврәп 224 киши җенидин айрилди.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر