тарихтики бүгүн: 11 – март
фәрай уз тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүми һузуруңларда...
1160860
- 1702 – йили 11 – март күни әнглийәниң күндилик чиқидиған миллий«‹ Daily Courant › гезити» ишқа кириштүрүлди. бир бәтликтин тәшкил тапидиған гезитниң алди тәрипидин хәвәрләр, арқа тәрипидин еланлар орун алатти.
- 1851 – йили 11 – март күни гуусеппе вердиниң «риголетте» намлиқ операси тунҗи қетим вәнәдиктә сәһниләштүрүлди. наһайити зор мувәппәқийәтләргә еришкән операниң нахшилири әтиси күни вәнәдик кочилирида йаңрашқа башлиди.
- 1935 – йили 11 – март күни «түркчилик еқими» ниң башламчилиридин вә «түрк җәмийәтлири» ниң қурғучилиридин тарихшунас вә сийасийон йүсүф ақчура әпәнди вапат болди.
- һиндистанниң йеңи деһли шәһиридә тунҗи қетим өткүзүлгән асийа тәнһәрикәт мусабиқиси 1951 – йили 11 – март күни ахирлашти. бу мусабиқиләр, һазирму хәлқара олимпик комитетиниң қоллиши астида, асийа олимпик комитети тәрипидин өткүзүлмәктә.
- 2004 – йили 11 – март күни мадридта 3 пойиз истансисида мәйданға кәлгән айрим – айрим 4 партлашта 177 киши һайатидин айрилди. һөкүмәт тәрәп бу партлашларниң җавабкариниң « ETA» тәшкилати икәнликини җакарлиди, әмма, « ETA» буни рәт қилди. мадридта бу һуҗумлар йүз берип 1 йил өткәндин кейин, 11 – март күни мәзкур һуҗумларда һайатидин айрилғанларниң хатириси үчүн «қаза қилғанларниң ормини» намлиқ хатирә ормини бәрпа қилинди.
- 2011 – йили 11 – март күни йапонийәниң токйо районида 9 бал йәр тәвриди. бу йәр тәврәш, йапонийәдә йүз бәргән әң чоң, дунйа бойичә йүз бәргән әң чоң 5 қетимлиқ йәр тәврәшниң бири икәнлики билдүрүлди. йәр тәврәштин кейин егизлики 37.9 метирға йетидиған «деңиз ташқини» апити мәйданға кәлди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
тарихтики бүгүн: 31 – декабир
илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимиз һузуруңларда...