қасапоғлу мессиниң формисини галатасарай командисиға ианә қилди

министир мәһмәт муһәррәм қасапоғлу галатасарай путбол командиси кулубиниң истанбулдики мәркизини зийарәт қилди.

1954819
қасапоғлу мессиниң формисини галатасарай командисиға ианә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә йашлар вә тәнтәрбийә министири мәһмәт муһәррәм қасапоғлу аргентиналиқ путбол чолпини лионил мессиниң имзалиқ формисини галатасарай путбол командисиниң ким артуқ қилип сетип, киримини йәр тәврәшниң зәрбисигә учриғанларға ишлитиши үчүн ианә қилди.

галатасарай путбол командиси кулуби башлиқи дурсун айдин өзбәк билән али сами йән тәнтәрбийә мәркизи нәф тәнтәрбийә мәйданида көрүшкән министир қасапоғлу, лионил месси өзигә һәдийә қилған имзалиқ формини кириминиң йәр тәврәшниң зәрбисигә учриғанларға ишлитилиши мәқситидә ким артуқ қилип сетиши үчүн галатасарай путбол командиси кулубиға ианә қилди.

қасапоғлу у йәрдә сөз қилип: «мән әһмийәтлик паалийәтни қоллиған пүткүл хәлқимизни тәбрикләймән, рәһмәт ейтимән. мәнму бу йахши тиришчанлиққа мессиниң имзалиқ формиси билән аваз қошимән» деди.

галатасарай путбол командиси кулуби башлиқи өзбәкму министир қасапоғлуға зийаритиниң хатирисигә беғишлап, командиниң логоси чүшүрүлгән бир ләвһә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر