мбаппе: апәт районидики балиларға йардәм қилиш үчүн қолумдин келишичә тиришчанлиқ көрситимән

түркийәдики барлиқ тәнтәрбийә қаналлири «мүрини мүригә тирәп» дегән нам астида бирләшмә тарқитиш йардәм топлаш паалийити өткүзди.

1953684
мбаппе: апәт районидики балиларға йардәм қилиш үчүн қолумдин келишичә тиришчанлиқ көрситимән

түркийә авази радийоси хәвири: парс саинт герман командисиниң маһир путболчиси кйлиан мбаппе түркийәдики тәнтәрбийә қаналлири һәмкарлишип орунлаштурған «мүрини мүригә терәп» йәр тәврәшниң зәрбисигә учриғанларға йардәм топлаш сәпәрвәрлик паалийитигә телефон қилип көңүл сөзлирини ортақлашти.

түркийәдики тәнтәрбийә қаналлирида бирдәк биваситә улап тарқитилған пирогираммиға син көрүнүшлүк телефон қилған фирансийәлик путболчи мбаппе: «балиларниң арзуси мән үчүн интайин муһим. мән қолумдики барлиқ васитиләрдин пайдилинип, уларға йардәм қилимән» деди.

иҗтимаий таратқудики адресида түркийә байриқини һәмбәһрилигән мбаппе сөзини давамлаштуруп: «мән фирансузчә сөзләшни таллидим. бу наһайити еғир тирагедийә. бу биз тәсәввур қилалмиғудәк дәриҗидә чоң иш иди. түркийәниң қандақ азаб чәккәнликини тәсәввур қилалмаймән. мән бу түрниң бир қисми болғанлиқимдин пәхирлинимән. балиларниң арзуси мән үчүн интайин муһим. мән қолумдики барлиқ васитиләрдин пайдилинип, уларға йардәм қилимән. түркийә үчүн һәммә иш техиму йахши болиду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر