фәнәрбаһчә командиси қан тәқдим қилиш сәпәрвәрликини башлиди

фәнәрбаһчә путбол командиси йәр тәврәш апитидин «иттипақлиқ вә баравәрлик #йәнәқанимизбар!» (#kanımızdavar!) шоари астида қизилай җәмийити билән бирликтә қан тәқдим қилиш сәпәрвәрликини башлиди.

1947606
фәнәрбаһчә командиси қан тәқдим қилиш сәпәрвәрликини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: фәнәрбағчә путбол командиси билән қизилай җәмийити бирликтә «иттипақлиқ вә баравәрлик #йәнәқанимизбар!» шоари астида башлиған қан тәқдим қилиш сәпәрвәрлики үч күн давамлишидиған болуп, түнүгүн (16-феврал) үлкәр тәнтәрбийә мәйданида әнқәрә вақти 09.00, үрүмчи вақти 12.00 дә башланди.

йәр тәврәш апитидин қутулуп давалиниш астиға елинған пуқралиримиз үчүн башланған қан тәқдим қилиш сәпәрвәрлик паалийитигә, кулуб хизмәтчилири, тәнтәрбийәчиләр, сабиқ путболчилар, кулуб мәстанилири вә башқа пуқралар аваз қошти.

қан тәқдим қилғучиларға, сәпәрвәрлик паалийитини қоллиғанлиқи үчүн гуваһнамә берилди. бу күнләрниң әһмийитини вә муһимлиқини билдүрүп, һес-туйғулирини ортақлашмақчи болғанлар үчүнму беғишлима хатирә дәптири тутулди.

тәнтәрбийә мәйданидики екранға «#йәнәқанимизбар! җанлиримизға җан болуш үчүн сизни қан беришкә тәқдим тәклип қилимиз» дегән шоар йезилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر