дунйа мәтбуати әрдоғанниң роналдо тоғрисидики сөзлиригә кәң орун аҗратти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң португалийәлик даңлиқ путболчи киристийано роналдо тоғрисидики сөзи дунйа мәтбуатлирида кәң хәвәр қилинди.

1924788
дунйа мәтбуати әрдоғанниң роналдо тоғрисидики сөзлиригә кәң орун аҗратти

түркийә авази радийоси хәвири: португалийәдин италийәгичә болған нурғун дөләтләрниң гезитлири, җумһур рәис әрдоғанниң роналдони қоллап қилған сөзлирини оқурмәнлири билән ортақлашти.

җумһур рәис әрдоған путболчи киристийано роналдо тоғрисида тохтилип: «роналдони набут қиливетишти. әпсуски, улар роналдоға сийасий җаза йүргүзди. роналдоға охшаш бир путболчини мусабиқиниң иккинчи йеримида 15 минут, йерим саәт мусабиқигә қатнаштурушниң ақивити қандақ болди? униң писхикиси вә енергийәсини түгәштүрүвәтти. роналдо пәләстин дәвасини қоллайдиған бири» дегән сөзлири дунйа мәтбуатлирида күчлүк ғулғула қозғиди.

әнглийәниң «Daily Mirror» гезити, әрдоғанниң «роналдоға сийасий җаза берилди» дегән сөзини баш тема қилди.

италийәниң тәнтәрбийә гезити «Corriere Della Sport», әрдоғанниң роналдониң пәләстин дәвасини қоллайдиғанлиқи тоғрисидики сөзлирини алаһидә тәкитлиди һәмдә җумһур рәис әрдоғанниң путбол кәчүрмишигә даир учурларға орун бәрди.

португалийәниң тәнтәрбийә гезити «ABOLA», җумһур рәис әрдоғанниң роналдони қоллайдиғанлиқиға ишарәт қилинған хәвиридә: «роналдо түркийә җумһур рәисиниң қоллишиға еришти» дегән ибариләргә орун бәрди.

җумһур рәис әрдоғанниң роналдо тоғрисидики сөзлири испанийә мәтбуатлиридиму кәң хәвәр қилинди؛ италийәниң «марка гезити» әрдоғанниң «роналдо дунйа лоңқисини талишиш мусабиқисидә сийасий җазаниң қурбани болди» дегән сөзини баш тема қилди.

хәвәрдә «түркийә җумһур рәиси португалийәлик чолпанни қоллиди» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر