түркийә йавропа лоңқисиға саһибханлиқ қилишқа илтимас сунди

түркийә 2028- вә 2032-йиллиқ йавропа путбол лоңқисиға саһибханлиқ қилиш үчүн илтимас сунди.

1916195
түркийә йавропа лоңқисиға саһибханлиқ қилишқа илтимас сунди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә путбол федератсийәси башлиқи мәһмәт бүйүкәкши 2028- вә 2032-йиллиқ йавропа путбол лоңқисиға саһибханлиқ қилиш үчүн илтимас сунулғанлиқини билдүрди.

у: «2028-йили иреландийә, шотландийә, галлер вә әнглийә бирликтә илтимас сунди. биз йалғуз илтимас сундуқ. 2032-йили үчүн италийә илтимас сунди, бизму илтимас сундуқ. бизниң дунйа өлчәмлиригә уйғун тәтәрбийә мәйданлиримиз бар. шәһәрлиримизни таллап, хәлқара путбол фдератсийәлири бирләшмисигә билдүрдуқ. илтимас сунуш вақти тошти. башқа дөләтләр илтимас сунмайду. түркийә икки қетимлиқ йавропа лоңқисиниң өткүзүлүшигә намзат болди» деди.

у шәһәрләрни бекитиш ишида хәлқара путбол федератсийәлири бирләшмисиниң шәртлирини асас қилғанлиқлирини әскәртип: «биз шәһәрләрни өзимизниң шәртлиригә асасән таллимаймиз. шәһәрләр ара мусапә шәрти бар. йәнә биргә, әң аз дегәндә 70-60 миң тамашибин сиғидиған мәйдан болуши керәк. мәйданниң имканийәтлири вәтуприқиму интайин муһим. биз 2028- вә 2032-йилдин биригә саһибханлиқ қилимиз дәп үмид қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر