түркийә һәрбий парахоти дунйа лоңқисида вәзипә өтәйду

түркийә һәрбий парахоти 2022-йиллиқ дунйа лоңқиси үчүн қатарға йетп барди.

1901539
түркийә һәрбий парахоти дунйа лоңқисида вәзипә өтәйду
FIFA-2022 Dünya Kupası Kalkanı Harekatı 3.jpg
FIFA-2022 Dünya Kupası Kalkanı Harekatı 2.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: 2022-йиллиқ дунйа лоңқиси мусабиқилиридә бихәтәрлик саһәсидә вәзипә өтәш үчүн йолға чиққан «т җ г бургазада» (TCG BURGAZADA)  парахоти қатарға йетип кәлди.

қатар дөләт мудапиә министирлиқи 2022-йиллиқ дунйа лоңқисида вәзипә өтәйдиған түркийә һәрбий парахоти тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, «әмирлик деңиз армийә қисимлири ум әл һавл деңиз армийә базисида <т җ г бургазада> парахотини қарши алди. түркийә параиоти қатарда өткүзүлидиған 2022-йиллиқ дунйа лоңқиси қалқини һәрикитигә қатнишиду» дейилди.

2022-йили 20-нойабирдин 18-декабирғичә 32 командиниң қатнишиши билән өткүзүлидиған 2022-йиллиқ дунйа лоңқисиға саһибханлиқ қилидиған қатар, оттура шәрқтә дунйа лоңқиси өткүзүлгән тунҗи әрәб дөлити болуп қалиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر