пакистан путбол бирләшмисиниң әзалиқи әслигә кәлди

хәлқара путбол федератсийәлири бирләшмиси (FIFA) пакистан путбол бирләшмисиниң әзалиқини қайтидин әслигә кәлтүрди.

1850678
пакистан путбол бирләшмисиниң әзалиқи әслигә кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара путбол федератсийәлири бирләшмиси пакистан путбол бирләшмисигә қойған барлиқ чәклимиләрни әмәлдин қалдурушни вә пакистан путбол бирләшмисиниң хәлқара путбол федератсийәлири бирләшмисигә қайта әза болуши тоғрисида қарар чиқарди.

хәлқара путбол федератсийәлири бирләшмиси 2021-йили апрелда сәйид ашфақ һүсәйин шаһ башчилиқидики сабиқ әзаларниң пакистан путбол бирләшмисиниң мәркизигә бесип кирип, мәркәзни игәлливелиши сәвәбидин пакистан путбол бирләшмисиниң әзалиқини тоңлитип қойған иди.

хәлқара путбол федератсийәлири бирләшмиси әйни вақитта, пакистанда вәзипигә тәйинлигән нормаллаштуруш комитети пакистан путбол федератсийәсигә тәвә ул-әслиһәләр, банка һесаблири, башқуруш вә учур-алақә қаналлириниң толуқ контроллуққа елинғанлиқини тәстиқлимиған әһвалда, пакистан путбол бирләшмисиниң әзалиқини әслигә кәлтүрүлмайдиғанлиқини билдүргән иди.

пакистан путбол бирләшмисиниң мудирийәтлик һоқуқи 2019-йили сайламниң хәлқара путбол федератсийәлири бирләшмисиниң қаидәлиригә уйғун өткүзүлмәслики сәвәбидин хәлқара путбол федератсийәлири бирләшмиси вәзипигә тәйинлигән вә һарун малик башчилиқ қилған нормаллаштуруш комитетиға берилгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر