туба дәмир челишишта йавропа чемпийони болди

руменийәдә өткүзүлгән 17 йаштин төвән йавропа челишиш чемпийонлуқида, түркийә айал маһирлири бир алтун медал, бир күмүш медал вә бир мис медални қолға кәлтүрди.

1844724
туба дәмир челишишта йавропа чемпийони болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләтлик челишиш маһири туба дәмир йавропа чемпийони болди.

руменийәдә өткүзүлгән йавропа чемпийонлуқида 57 килогирамлиқлар түридә мусабиқигә чүшкән туба дәмир, венгирийәлик маһир герда тәрәкни 0 гә қарши 11 нәтиҗә билән йиңип, йавропа чемпийони болди.

түркийә дөләтлик челишиш маһири дуйгу гән 65 килогирамлиқларниң һәл қилғуч мусабиқисидә, полшалиқ маһир никола василевскаға йиңилип қалди вә күмүш медалға еришти. 49 килогирамлиқлар түридә, шәввал чайир руменийәлик маһир ана марийани йиңип үчинчи болди вә мис медалға еришти. 53 килогирамлиқлар түридә, сәвим акбаш, 61 килогирамлиқларда илйада җин вә 69 килогирамлиқларда айшә әркан рәқиплирини мәғлуб қилип, һәл қилғуч мусабиқиләргә чүшүш салаһийитини қолға кәлтүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر