мисир командиси африқа лоңқисиниң һәл қилғуч мусабиқисигә чүшүш салаһийитигә еришти

африқа лоңқисиға саһибханлиқ қилған камерон командиси, һәл қилғуч мусабиқигә чүшидиған иккинчи командини бәлгиләйдиған мусабиқидә, мисир командиси билән риқабәтләшти.

1773412
мисир командиси африқа лоңқисиниң һәл қилғуч мусабиқисигә чүшүш салаһийитигә еришти

түркийә авази радийоси хәвири: 2021 -йиллиқ африқа лоңқиси һәл қилғуч мусабиқигә чүшүшни талашқан мисир-камерон командилириниң мусабиқисидә, һәр икки команда топ киргүзәлмиди. 11 қәдәмдин топ тепишта, мисир командиси 1 гә қарши 3 нәтиҗә үстүнлүккә еришип, сенегал командиси билән һәл қилғуч мусабиқигә чүшүш салаһийитигә еришти.

90 минутлуқ икки мәйдан мусабиқә вә қошуп берилгән вақитта, һәр икки команда топ киргүзәлмиди. әмма, 11 қәдәмдин топ тепишта, мисир командиси 1 гә қарши 3 нәтиҗә билән үстүнлүк қазанди.

мисир дөләтлик путбол командисиниң әзаси вә түркийә галатасарай командисиниң маһири мустафа муһәммәд мусабиқидә, 105 минут топ ойниди.

мисир командисиниң техника теренери карлос квироз (Carlos Queiroz) ға, реперға болған наразилиқи сәвәбидин мусабиқә башлинип 90 минут өткәндә қизил карт берилди. мисир-камерон мусабиқисини хәлқара путбол федератсийәлири бирләшмиси (FIFA) ниң башлиқи гийанни инфантино (GianniInfantino) билән камерон путбол федератсийәсиниң башлиқи самуел ето (Samuel Eto) рәис сәһнисидин көрди.

африқа лоңқисиниң чемпийони 6-феврал (2022) олемба тәнтәрбийә мәйданида өткүзүлидиған мисир-сенегал һәл қилғуч мусабиқисидә бәлгилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر