винсент абобакар камерон командисиниң йултузиға айланди
африқа лоңқисиниң A гурупписидики мусабиқидә, камерон командиси 1 гә қарши 4 нәтиҗә билән ефийопийә командисини мәғлуб қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: африқа лоңқисиға саһибханлиқ қиливатқан камерон командиси 16 команда ичигә кирди.
мусабиқә башлинип сәккиз минут вә 67 минут өткәндә, камерон командисиниң маһири токо екамби ефийопийә командисиниң варатасиға икки топ, 53- вә 55-минутта әйни вақитта түркийә бәшикташ командисида топ ойниған камерон командисиниң маһири винсент абобакар икки топ киргүзди.
камерон командисиниң маһири винсент абобакар бу нәтиҗиси билән, 2008-йили әтодин кейин, арқиму арқа үч қетимлиқ африқа лоңқисида әң көп топ киргүзгән маһир болуп қалди.
винсент абобакар камерон командиси буркина фасо командисини 1 гә қарши 2 нәтиҗә билән мәғлуб қилған мусабиқидиму, қарши тәрәпниң варатасиға икки топ киргүзгән иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

зират түркийә лоңқиси йерим һәл қилғуч мусабиқилири әтә башлиниду
зират түркийә лоңқиси йерим һәл қилғуч мусабиқиси әтә (2022-йили 10-май) башлиниду.