йапонийә баш вәзири бейҗиң олимпик мусабиқисигә бериш нийити йоқлуқини билдүрди

йапонийә баш вәзири кишида фумио 2022-йили 2-айда өткүзүлидиған бейҗиң қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисигә қатнишишни пиланлимайдиғанлиқини елан қилди.

1748369
йапонийә баш вәзири бейҗиң олимпик мусабиқисигә бериш нийити йоқлуқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: баш вәзир кишида йапонийә парламентидики сөзи җәрйанида бу һәқтә тохтилип, өзиниң бейҗиң қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисигә қатнишишни пиланлимиғанлиқини оттуриға қойди.

кйодо агентлиқи, бу позитсийәниң хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши америка қошма иштатлири билән әнглийәниң дипломатик байқут чақиридин кейин билдүрүлүшиниң диққәт қилишқа әрзийдиғанлиқини оттуриға қойди.

фирансийә болса, бейҗиң 2022-йиллиқ олимпик мусабиқисигә йуқири дәриҗилик әмәлдар әвәтидиғанлиқини елан қилғаниди.

йапонийәниң токйо 2020 тәшкилий һәйитиниң рәиси хашимото сәйко йаки йапонийә олимпик комитети рәиси йамашита йасухирони хитайға әвәтишни пиланлаватқанлиқи билдүрүлди.

бейҗиң қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси 2022-йили 2-айниң 4-күнидин 20-күнигичә хитайниң пайтәхти бейҗиңда өткүзүлиду.

америка, әнглийә вә авистиралийә хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики сәвәбидин бейҗиңда өткүзүлидиған қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини дипломатик байқут қилидиғанлиқини җакарлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر