бәшикташ командиси бүгүн галатасарай командисини күтүвалиду
бәшикташ бүгүн (2021-йили 5-өктәбир) спор тото дәриҗидин ташқири бирләшмисиниң 10-һәптисидә галатасарайни күтүвалиду.
1724590
түркийә авази радийоси хәвири: қара вә ақ рәңлик команда (бәшикташ) да атиба (Atiba ) билән н.ковду N'Kouduo , сериқ вә қизил рәңлик команда (галатасарай) да бой (Boey) билән арда туран йариланғанлиқтин бу қетимқи мусабиқигә чүшәлмәйду.
мусабиқә водафон бағчисида әнқәрә вақти 20:00, үрүмчи вақти 21:00 дә башлиниду. фират айдинус реперлиқ қилиду.
өткән 9 һәптә ичидики мусабиқиләрдә бәш мәйдан утқан, икки мәйдан тәңлишип, икки мәйдан уттурған бәшикташ командиси 17 номурға еришип, гурупписида төтинчиликни қолға кәлтүрди. охшаш нәтиҗә вә номурға еришкән галатасарай оттура һесаб билән 7-орунда туриду.