қатар әмири мәсуд өзилни қобул қилди

қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсани дөләттә зийарәттә болған фәнәрбаһчә командиси маһири путболчи мәсуд өзилни қобул қилди.

1701337
қатар әмири мәсуд өзилни қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: қатар таратқулириниң хәвәр қилишичә, қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсани, фәнәрбаһчә командиси маһири путболчи мәсуд өзилни дөләтлик әмирлик сарийида қобул қилған. өзил, қатар зийарити әснасида дөләттики көплигән тәнтәрбийә заллирини екискурсийә қилған, һәмдә пайтәхт доһадики аспетар тәнтәрбийә дохтурханисиниму зийарәт қилған.

у, илгири елан қилған  байанатида, 2020 – йиллиқ дунйа путбол лоңқиси мусабиқисиниң қатарда өткүзүлгәнликидин өзини интайин шәрәплик һес қилидиғанлиқини ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر