түркийә маһирлири йәлкәнлик қолвақ мусабиқисидә чемпийон болди

йәлкәнлик қолвақ«IFCA» өсмүрләр вә йашлар слалом (Slalom) дунйа чемпийонлуқида әлф әрҗан билән тан тандоған өзлириниң йаш категорийәсидә дунйа чемпийони болди.

1664222
түркийә маһирлири йәлкәнлик қолвақ мусабиқисидә чемпийон болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә йәлкәнлик қолвақлар федератсийәси әлф әрҗан билән тан тандоғанниң дунйа чемпийони болғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, италийәдә өткүзүлгән йәлкәнлик қолвақ мусабиқисидә, түркийә маһирлириниң үч түрдә дунйа чемпийони, икки түрдә иккинчи болғанлиқи билдүрүлди.

қизларда әлф әрҗанниң 15 йаштин төвән вә 17 йаштин төвән өсмүрләр категорийәсидә биринчиликни қолға кәлтүрүп, икки алтунға еришти. оғулларниң 15 йаштин төвән категорийәдә, тан тандоған чемпийон болди.

15 йаштин товәнләрниң категорийәсидә, қизлардин мимоса мәрони билән оғуллардин мәрт качан иккинчи болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر