анадолу әфәс командиси чемпийон болди

анадолу әфәс васкетбол командиси түркийә һава йоллири йавропа бирләшмисиниң төт күчлүк команда мусабиқисидә, 81 гә қарши 86 нәтиҗә билән барселона командисини йиңип, 2020-2021-йиллиқ мусабиқә пәслиниң чемпийони болди.

1649131
анадолу әфәс командиси чемпийон болди
anadolu efes thy avrupa ligi sampiyonu1.jpg
anadolu efes thy avrupa ligi sampiyonu.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: германийәниң көлн шәһиридә түркийә һава йоллири йавропа бирләшмиси төт күчлүк командисиниң васкетбол мусабиқиси өткүзүлди. биринчи мәйдан мусабиқидә, барселона командиси 15 кә қарши 22 нәтиҗә билән анадолу әфәс командисини арқида қалдурди. әмма, иккинчи мәйданда анадолу әфәс командиси 36 гә қарши 39 нәтиҗә билән алдиға өтти.

анадолу әфәс командиси һәл қилғуч мәйданда, 58 гә қарши 65 номур билән үстүнлүкни сақлап қалди. өзара топ етишта, бу нәтиҗә 81 гә қарши 86 нәтиҗә билән ахирлашти вә тунҗи қетим кулублар ара мусабиқиниң чемпийони болди.

анадолу әфәс командиси аридин 25 йил өткәндин кейин, тунҗи қетим йавропаниң кулублар сәвийәсидики әң даңлиқ лоңқисиға еришип, намини тарихқа йаздурди.

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған анадолу әфәс командисини еришкән утуқи сәвәбидин тәбриклиди.

у твиттерда: «чемпийон болған анадолу әфәс командисини чин қәлбимдин тәбрикләймән. бизни һайаҗанландурған бу мувәппәқийәткә әҗир сиңдүргән барлиқ хадимларға шәхсий намим вә хәлқим намидин рәһмәт ейтимән» деди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп, муавин җумһур рәис фуат октай, җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калин, җумһур рәислик учур-алақә идариси башлиқи фаһрәттин алтун вә бәзи министирлар, тәнтәрбийә федератсийәси, тәнтәрбийә кулублириму анадолу әфәс командисини тәбриклиди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر