истанбул марафончә йүгүрүш мусабиқиси

дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «истанбул марафончә йүгүрүш мусабиқиси» дегән темидики учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1410879
истанбул марафончә йүгүрүш мусабиқиси
maraton.jpg
maraton.jpg

түркийә авази радийоси: 1979-йилдин буйан асийа билән йавропа қитәлири оттурисида марафончә йүгүрүш мусабиқисиниң елип бериливатқанлиқини биләмсиз?

1973-йили түркийәдики бир гезит тәрипидин оттуриға қойулған асийадин йавропаға йүгүрүш пикри, 1979-йили бир түркүм герман сайаһәтчиниң тәшәббуси билән әмәлгә ашти. 4-айниң 1- күнидики тунҗи марафончә йүгүрүш мусабиқисини көргәнләр уни шу күнгә хас «чақчақ» болса керәк дәп ойлиғаниди.

асийа-йавропа йүгүрүши сүпитидә башланған марафончә йүгүрүш мусабиқисиниң исми кейин йавро-асийа марафончә йүгүрүш мусабиқисигә өзгәртилди. 2005-йили йавро-асийа марафончә йүгүрүш мусабиқиси «тинчлиқ ичидики бир дунйа» ға беғишланди. охшимиған дөләтләрдин кәлгән балилар мәрмәр боғузи көврүкидә тинчлиқ әлчиси кәптәрләрни учурушти. шундақла , шу йилдин башлап чәт әлдә алақә мәркәзлири ечилди.

2013 - йили йавро-асийа марафончә йүгүрүш мусабиқисиниң исми истанбул марафончә йүгүрүш мусабиқисигә өзгәртилди. 2014-йили истанбул марафончә йүгүрүш мусабиқиси дунйаниң әң йахши 22 -, йавропаниң әң йахши 11 – марафончә йүгүрүш мусабиқиси қатаридин орун алди. йүз миңға йеқин тәнһәрикәтсөйәрниң икки қитәни достлуқ вә алийҗанаблиқ туйғуси билән туташтуруши, истанбул марафончә йүгүрүш мусабиқисини дунйадики әң җәлпкар марафончә йүгүрүш мусабиқисигә айландурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر