испанийә биринчи путбол бирләшмиси «La Liga» ни вухән вируси басти

испанийә биринчи путбол бирләшмиси «La Liga» кулублириниң бири болған валенсийәдә, техника хадимлири вә путболчилардин 5 кишиниң йеңи типтики вухән вируси (Kovid-19) билән йуқумланғанлиқи билдүрүлди.

1378795
испанийә биринчи путбол бирләшмиси «La Liga» ни вухән вируси басти

түркийә авази радийоси хәвири: валенсийә кулуби өзиниң инстаграм һесавида, аргентиналиқ путбол чолпини езекел гарайдин башқа йәнә, техника хадимлири вә путболчилар арисидиму 4 кишидә вухән вируси (Kovid-19) байқалғанлиқини елан қилди.

испанийә кулуби вухән вируси билән йуқумланғанларниң һәммисиниң саламәтлики йахши икәнликини вә өйидә карантинаға елинғанлиқини уқтурди.

путбол чолпини езекел гарай түнүгүн әтигәндә иҗтимаий таратқу һесабида, өзиниң вухән вируси билән йуқумланғанлиқини елан қилған иди.

аргентиналиқ путбол чолпини, испанийә биринчи путбол бирләшмисидә тунҗи болуп вухән вируси байқалған путболчиға айланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر