вухән вируси хәлқаралиқ паалийәтләргә тәсир көрсәтмәктә

йавропаниң алдинқи қатарда туридиған бирләшмә мусабиқилири арқиму арқа әмәлдин қалдурулди.

1378804
вухән вируси хәлқаралиқ паалийәтләргә тәсир көрсәтмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: путбол һәвәскарлири 2020-йиллиқ йавропа лоңқисиниң қандақ болидиғанлиқиға қизиқмақта.

2020-йиллиқ йавропа лоңқисини 1-ийундин 12-ийулғичә өткүзүш пилан қилинған иди. бирақ, вухән вируси сәвәбидин пилан қилинған вақитта өткүзүләмду йаки кечиктүрүләмду?

италийә путбол федератсийәсиниң бу һәқтики байанати диққәт қозғиди. федератсийә башлиқи габрийеле гравина (Gabriele Gravina) йавропа лоңқисиниң кечикүрүлүши керәкликини билдүрди.

у «Corriere dello Sport» гезитиниң зийаритини қобул қилип, йавропа лоңқисиниң бекитилгән вақитта өткүзүлүшиниң истратегийәлик хаталиқ болидиғанлиқини әскәртти.

у мушу һәптә бешида чақирилидиған йавропа путбол федератсийәлири бирләшмиси (UEFA) ниң йиғинида кечиктүрүш қарариниң чиқидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрүп, нурғун путболчи вә техмика хаимлири тахтамлириниң 30-ийунда ахирлишидиғанлиқини, бирләшмә мусабиқиләрниң бу вақитқичә ахирлишиши керәкликини, 13 һәптиси қалған «Serie A» үчүн 60 күнлүк вақит лазимлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر