иран барлиқ тәнтәрбийә паалийәтлирини әмәлдин қалдурди

иранда кишиләрниң өлүмигә сәвәб болуватқан вухән вируси (Kovid-19 сәвәбидин 2020-йили 20-апрелғичә барлиқ тәнтәрбийә паалийәтлири әмәлдин қалдурулди.

1376663
иран барлиқ тәнтәрбийә паалийәтлирини әмәлдин қалдурди

түркийә авази радийоси хәвири: иранда кишиләрниң өлүмигә сәвәб болуватқан вухән вируси  (Kovid-19  сәвәбидин 2020-йили 20-апрелғичә барлиқ тәнтәрбийә паалийәтлири әмәлдин қалдурулди.

иран таратқулиридики хәвәрләрдә билдүрүлишичә, иран вухән вируси комитети билән тәнтәрбийә вә йашлиқ министирлиқи ортақ қарар мақуллап, 1-бирләшмә путбол мусабиқисини өз ичигә алған барлиқ тәнтәрбийә паалийәтлирини тохтатқан.

2020-йили 19-феврал иранниң қум шәһиридә вухән вируси байқилип һазирғичә 354 киши җенидин айрилди, вирус билән йуқумланғучилар сани 9 миңға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر