русийәниң дунйа мусабиқилиригә қатнишиши мәни қилинди

дунйа қозғитиш дориси (doping) ға қарши туруш агентлиқи русийәни бәлгилимиләргә бойсунмиғанлиқини сәвәб көрситип, төт йил бойичә олимпик вә дунйа чемпийонлуқлири мусабиқилиригә қатнишишни мәни қилди.

1320324
русийәниң дунйа мусабиқилиригә қатнишиши мәни қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа қозғитиш дорисиға қарши туруш агентлиқи(WADA) шивейтсарийәниң лозан шәһиригә җайлашқан мәркизидики башқуруш һәйити йиғинидин кейин, агентлиқниң байанатчиси җеймс фитзҗерелд (James Fitzgerald) ахбарат елан қилди.

у йиғинда, русийәни дунйа характерлик чоң тәнтәрбийә мусабиқилириға қатнишишини мәни қилиш қарариниң аваз бирлики билән қобул қилинғанлиқини билдүрди.

у башқуруш һәйитиниң русийәни қозғитиш дориси бәлгилимилиригә бойсунмиғанлиқи сәвәбидин төт йил бойичә олимпик вә дунйа чемпийонлуқлири мусабиқилиригә қатнишишни мәни қилғанлиқини уқтурди.

қарар бойичә, русийә дөләт марши вә байриқи 2020-йили токйода өткүзүлидиған дунйа олимпик йиғини билән 2022-йиллиқ дунйа путбол федератсийәлири бирләшмиси (FIFA) лоңқисидин орун алмайду. русийә тәнһәрикәтчилири болса, тәкшүрүштин өтәлигән әһвалда олимпик байриқи билән «2020-токйо» гә қатнишалайду.

русийә дунйа қозғитиш дорисиға қарши туруш агентлиқи қарарини 21 күн ичидә қобул қилса йаки бун қарар үстидин хәлқара тәнтәрбийә сотиға әрз қилса болиду.

русийә җаза қарари чиққан болсиму, 2020-йиллиқ йавропа путбол лоңқисиға қатнишалайду.

русийә 2014-йили сочида өткүзүлгән қишлиқ олимпик мусабиқилиридә дөләт тәрипидин системилиқ қозғитиш дориси ишлитилгәнлики сәвәбидин 2015-йили мусабиқиләрдин мәни қилиш җазаси алған иди.

җәнубий корейәниң пйоңчаң шәһиридә өткүзүлгән 2018-йиллиқ қишлиқ тәнһәрикәт мусабиқилиридә, 168 русийәлик тәнһәрикәтчи өз алдиға мустәқил һалда мусабиқиләргә қатнашқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر