испанийә билән сәуди әрәбистан путболда келишим түзди

испанийә дәриҗидин ташқири бирләшмә лоңқиси төт күчлүк команда мусабиқилириниң үч йил муддәт бойичә сәуди әрәбистанда өткүзүлүши мәсилисидә келишим һасил қилинди.

1305181
испанийә билән сәуди әрәбистан путболда келишим түзди

түркийә авази радийоси хәвири: испанийә путболчилиқиниң киримини ашуруш үчүн пилан қилинған төт күчлүк команда һәл қилғуч мусабиқилири испанийә дәриҗидин ташқири бирләшмә лоңқиси, үч йил бойичә сәуди әрәбистанда өткүзүлиду.

сәуди әрәбистан билән испанийә путбол федератсийәси (RFEF) оттурисида һасил қилинған келишим бойичә, 2020-2021-вә 2023-йиллири испанийә бирләшмә лоңқа мусабиқилири сәуди әрәбистанда өткүзүлиду.

испанийәдә 2019-2018-йиллиқ мусабиқә пәслиниң чемпийони барселона командиси, падишаһ лоңқисиниң саһиби валенсийа (Valencia) вә атлетико мадрид (Atletico Madrid) командиси, реал мадрид командисиниң мусабиқилири 2020-йили 8-йанвардин 12-йанварғичә җиддә шәһиридә өткүзүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر