хитайда дунйа лоңқисини қолға кәлтүргән команда дөлитигә қайтти

хитайда өткүзүлгән хәлқара васкитбол федератсийәси «FIBA» дунйа лоңқисини талишиш мусабиқисидә, аргентинани мәғлуп қилип, дунйа чемпейони болған команда испанийәдә дағдуғилуқ тәбрикләнмәктә.

1270686
хитайда дунйа лоңқисини қолға кәлтүргән команда дөлитигә қайтти
2019-09-16T160045Z_373999232_RC160C797870_RTRMADP_3_BASKETBALL-WORLDCUP-ESP - Kopya.JPG
2019-09-16T192428Z_925273466_RC19ED77D150_RTRMADP_3_BASKETBALL-WORLDCUP-ESP - Kopya.JPG
2019-09-16T203528Z_152476301_RC1D8305C4B0_RTRMADP_3_BASKETBALL-WORLDCUP-ESP - Kopya.JPG
2019-09-16T204507Z_119866992_RC1245795DD0_RTRMADP_3_BASKETBALL-WORLDCUP-ESP - Kopya.JPG

түркийә авази радийоси хәвири: хитайдин ғәлибә билән мәмликәткә қайтқан чемпейон командини испанийә падишаһи вә ханишидин кейин баш вәзири педро санчезму қобул қилди.

рәсмий зийарәтләрдин кейин чемпейон команда вә миңлиған тәрәбдарлири пайтәхт мадридтики колон мәйданида бир йәргә җәм болди.

гладиаторлар дунйа чемпейонлуқи үчүн мәхсус қурулған мунбәрдә дағдуғилуқ тәбрикләш паалиийити өткүзди.

испанийә командиси тунҗи васкетбол дунйа лоңқисиға 2006йили еришкән болуп, аридин 13 йил өткәндин кейин, дунйа лоңқисини қайта қолға кәлтүргән болди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر