әрдоған: түркийә хәлқи дөләтлик путбол командисини қоллайду

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийә хәлқиниң дөләтлик путбол командисини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

1215824
әрдоған: түркийә хәлқи дөләтлик путбол командисини қоллайду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған 2020-йиллиқ йавропа лоңқиси H гурупписида өткүзүлидиған шаллаш мусабиқиси үчүн исландийәгә йетип барған түркийә дөләтлик путбол командисиниң кефлавик айродурумида учриған начар муамилә вә командиниң бешиға кәлгән сәтчиликләрни әйиблиди вә түркийә путбол федератсийәсиниң рәиси ниһат өздәмиргә телефон қилип әһвал сориди.

у телефонда ниһат өздәмиргә, дөләтниң мәсилигә мунасивәтлик һәр түрлүк хизмәтләрни ишлигәнликини вә зөрүр тәдбирләрни алғанлиқини ейтти.

у: «теренер шәнол гүнәш вә путболчилиримиз роһлуқ болсун. түркийә хәлқи уларни қоллайду» деди.

ниһат өздәмир путбол командисини қоллиғанлиқидин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға рәһмәт ейтти.

әскәртилишичә, йашлиқ вә тәнтәрбийә министири мәһмәт қасапоғлуниңму бүгүн (10-ийун) түркийә путбол федератсийәси вә дөләтлик путбол командисини қоллайдиғанлиқлирини намайан қилиш үчүн бир һәйәт билән исландийәгә берип, әтә өткүзүлидиған мусабиқини көридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر