әрдоған башакшәһир путбол кулубини махтиди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған т р т ниң ортақ пирограммиси болған «җумһур рәис мәхсус пирограммиси» да, башакшәһир путбол кулубини махтиди.

1138395
әрдоған башакшәһир путбол кулубини махтиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «башакшәһир путбол командиси истанбул шәһәр башлиқи болған мәзгилимдә қурулған команда иди. башакшәһир путбол кулуби мувәппәқийәтлик һалда алға илгириләватиду. башакшәһирдин пәхирлинимән. чүнки у мән қурған команда. башакшәһир командиси тиришти вә ахирида бу йәрләргичә кәлди» деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пирограммида, түркийә тәнтәрбийәси вә тәсислишиши һәққидиму муһим сөзләрни қилди.

у: «асасий ул-әслиһә нуқтисида, путболни түркийәниң һәммә булуң-пучқақлирида омумлаштуруш лазим» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر