айшәгүл өзбәғә һәл қилғуч мусабиқида, хитай риқибигә қарши мәйданға чүшиду

миллий челишчимиз җәнгиз арслан дунйа лоңқисини талишиш мусабиқисида алтун медалға еришти

1088399
айшәгүл өзбәғә һәл қилғуч мусабиқида, хитай риқибигә қарши мәйданға чүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: 23 йаштин төвәнләр бойичә дунйа лоңқисини талишиш челишиш мусабиқиси 4 - күнигә қәдәм қойди.

роменийәдә өткүзүлгән мусабиқида 72 келолуқлар түри бойичә миллий челиш маһиримиз җәнгиз арслан алтун медалға еришти. 

грозийәлик рәқиби рамаз зоидни мәғлуп қилип, мусабиқиниң әң йуқири нәтиҗисини қолға кәлтүрди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған җәнгиз арсланға телефон қилип, алтун медал алғанлиқини тәбриклиди.

60 келолуқлар бойичә миллий тәнтәрбийәчимиз кәрәм камал үчинчилик мусабиқсида, өзбекистанлиқ рәқиби ислам бахрамовни 1 гә қарши 9 нәтиҗә билән йеңип туч медалға еришти.

67 келолуқлар бойичә миллий челишчимиз мурат фират болса, русийәлик рәқибигә йеңилип қалди вә һечқандақ медалға еришәлмиди.

мусабиқиниң үчинчи күнидә айал челишчиларниң 50, 55, 59, 68 вә 76 келолулар бойичә таллаш мусабиқилири өткүзүлди.

түркийәгә 50 келолуқлар бойичә айнур әргә, 55 келолуқлар йойичә меһлика өзтүрк, 59 келолуқлар бәйичә нурай қарадағ, 68 келолуқлар бойичә бәстә алтуғ вә 76 клолуқлар бойичә айшәгүл өзбәғә вәкиллик қилди.

таллаш мусабиқилири нәтиҗисидә, 76 келолуқлар бойичә айшәгүл өзбәғә һәл қилғуч мусабиқиға қатнишиш ғәлибисини қолға кәлтүрди.

миллий челишчимиз айшәгүл өзбәғә һәл қилғуч мусабиқида, хитай риқибини мәғлуп қилип, алтун медалға еришиш үчүн мусабиқиға чүшиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر