дағистанлиқ мусулман бокс маһири путин билән көрүшти

дағистанлиқ мусулман бокс маһири һәбиб нурмагомедовниң қолға кәлтүргән утуқи қиззиқ тема болушни давамлаштурмақта.

1066923
дағистанлиқ мусулман бокс маһири путин билән көрүшти

 

түркийә авази радийоси хәвири: дағистанлиқ мусулман бокс маһири һәбиб нурмагомедов лас вегастики қәпәз урушида, дәсләптә исламға андин дөлити вә аилисигә һақарәт қилған ирландийәлик бокис маһири мек гирегорни йәр чишлитип, арқидин униң гурупписиға һуҗум қилған вә дунйа күнтәртипидин орун алған иди.

өбҗәш муштлишиш сәнәтлири йеник дәриҗиликләр мусабиқисида чимпейонлуқ кәмирини қоғдап кәлгән бокис маһири русийә пирезиденти виладимир путин билән көрүшти.

улйановисиктә елип берилған учришишта путин һәбиб нурмагомедовниң ғәлибисини тәбриклиди.

путин һәбиб нурмагомедовниң мусабиқиларға шәхсий намидин қетилғини билән йәнила русийә пуқраси икәнликини әскәртип, уни йеқиндин тәқип қилғанлиқини ейтти. 

путин һәбиб нурмагомедовниң мусабиқидә барлиқ сәлибийликләргә қаримастин, интайин иптихарлиқ бир шәкилдә ғәлибини қолға кәлтүргәнликини билдүрди.

путин тәнтәрбийәниң достлуққа аталған бир һәрикәт икәнликини әскәртип, тәнтәрбийәчидин рәқиблири билән иллиқ әмма риқабәтчи вә йахши инсаний мунасивәт орнитиши тәләп қилинидиғанлиқини тәкитлиди.

путин: бирақ сирттин бирәр мудахилә кәлгән тәқдирдә, йалғуз сәнла әмәс, әлвәттә бизму униңға қарши туримиз. лекин ишниң бу нуқтиға кәлмигини йахши» деди. 

һәбиб нурмагомедов болса, өзигә мусабиқә мәйдани сиртида йүз бәргән вәқәләр билән әмәс, елип барған күрәшлири билән баһа берилиши керәкликини тәләп қилди.

һәбиб нурмагомедов рәқибиниң мусабиқидин илгирики күшкүртүш характерлиқ һәрикәтлири тәрәпкә диққәтни тартқан һалда: «дөлитимгә вә аиләмгә һөрмәтсизлик қилған мик гирегордин пәрқлиқ шәкилдә шунчә йахши муамилә қилғинимға қаримай, һазир кишиләр мәйдандин сиртқа атлиғалиқимнила бәс муназирә қилишмақта. бирақ мән шәрәплик бир позитсийәни намайан қилдим» деди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر